хитайниң «җасус кәптири» тәбиәткә қойуп берилди

һиндистан сақчилири хитайниң җасус қилип пайдилиниватқанлиқидин гуман қилип мусадирә қилған кәптәрни, аридин сәккиз ай өткәндә тәбиәткә қойуп бәрди.

2096647
хитайниң «җасус кәптири» тәбиәткә қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң «Press Trust of India» агентлиқи хитайниң җасуслуққа көндүрүлгәнлики гуман қилинған кәптәрниң тәбиәткә қойуп берилгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, май ейи (2023) да тутулған вә хитайниң җасус қилип пайдилиниватқанлиқидин гуман қилинған кәптәрниң һиндистанға тәйвәндин учуп кәлгән мусабиқә кәптири икәнлики ениқланған. путида хитайчиға охшайдиған хәтләр йезилған үзүк болғанлиқи үчүн һиндистан сақчилириниң алаһидә диққитини қозғиған кәптәрниң, бомбайдики бай сакарбай диншав петит һайванлар дохтурханисиға әвәтилгән. сәккиз айдин бери көзитилгән кәптәрниң, бомбай айродурумидики зулумни чәкләш җәмийитигә әвәтилгән вә бу йәрдики чарвичилиқ дохтурлири тәкшүрүштин кейин, тәбиәткә қойуп бәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر