исираилийә министири: әсирләрниң һәммисини тирик қайтуруп келиш вәдиси тоғра әмәс
исираилийәниң ашқун оңчи малийә министири безалел смотрич ғәззәдә һәрбий һакимийәт орнитилидиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: исираилийәниң ашқун оңчи малийә министири безалел смотрич «12-қанал» телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, армийәниң ғәззәдә һәрбий һакимийәт орнитип, районни контрол қилидиғанлиқини билдүрди.
у сөзидә, ички кабент әзалириниң исираилийә армийәсиниң ғәззәдә туруши керәклики тоғрисида охшаш пикиргә игә икәнликини илгири сүрди.
у өзиниң вә башқа ички кабент әзалириниң б д т ниң «оттура шәрқтики пәләстинлик мусапирларға йардәм қилиш агентлиқи» арқилиқ пәләстинликләргә йардәм йәткүзүшигә қарши чиққанлиқини әскәртип, пәләстинликләргә инсанпәрвәрлик йардәм тарқитиш ишлириниң исираилийәниң контроллуқи астида болуши керәкликини тәкитлиди.
у исираилийәлик әсирләр үстидә тохталғанда, әсирләрниң һәммисини тирик қайтуруп келиш тоғрисида берилгән вәдиләрниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини билдүрди.
у исираилийәлик әсирләрниң аилилири вә йеқин-йоруқлириға бу пикирни йәткүзгәнликлирини әскәртип: «кишиниң көзиниң ичигә қарап туруп әсирләрниң һәммисини тирик қайтуруп келиш тоғрисида вәдә бәргән киши, тоғра гәп қилмиған болиду» деди.
у әсир аилилири вә йеқинлириниң һөкүмәтни дәрһал әсир алмаштуруш келишими түзүшкә чақирип өткүзгән намайишларниң, әсирләрни тирик қайтуруп келиш еһтималини аҗизлатқанлиқини қәйт қилди.