иран: пакистанниң башқурулидиған бомба һуҗумида йәттә адәм өлди

иран пакистанниң чегра районидики бир йезиға қаратқан башқурулидиған бомба һуҗумида үч нәпири айал, төт нәпири кичик бала болуп, җәмий йәттә кишиниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

2090177
иран: пакистанниң башқурулидиған бомба һуҗумида йәттә адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: систан-балучистан өлкиси муавин валийси әли риза мәрһәмәти иран дөләтлик телевизийәсигә байанат берип, пакистанниң бүгүн әтигәндә систан-балучистан өлкиси чегра районидики бир йезиға башқурулидиған бомба билән һуҗум қилип, иранлиқ болмиған үч айал билән төт балиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрди.

систан-балучистан өлкисиниң сәраван шәһиридиму партлаш йүз бәргәнликини билдүргән мәрһәмәти, бу йәрдики һуҗумда адәм өлүш әһвалиниң көрүлмигәнликини қәйт қилди.

пакистан ташқи ишлар министирлиқи иранниң систан-балучистан өлкисидики «террорчилар йошурунувалған җайлар»ға қарши интайин инчикә пиланлап, һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини, дөләт бихәтәрлик учурлирини асас қилған зәрбә бериш һәрикити җәрйанида, нурғун «террорчиларниң» өлтүрүлгәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر