америка йәмәндики хусийларға йеңи һуҗумниң башланғанлиқини елан қилди

америка қизил деңизда сода парахотлириға һуҗум қиливатқан иранниң қоллиши астидики йәмәнлик хусийларға йеңи һуҗумниң башланғанлиқини елан қилди.

2089567
америка йәмәндики хусийларға йеңи һуҗумниң башланғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) хусийларниң төт баллистик башқурулидиған бомбисиниң пачақлап ташланғанлиқини билдүрди.

ақсарайниң байанатида, «хусийлар һазизму башқа таллашни таллийалайду. америка хусийлар билән уруш қилишни халимайду. қизил деңиздики һуҗумлириниң тохтитилишини үмид қилимиз» дейилди.

 алдинқи һәптә америка вә әнглийә йәмәнниң пайтәхти сана вә һудәйдә билән тәйз шәһәрлиридики хусийларниң һәрбий нуқтилириға зәрбә бәргән иди.

хусийларниң исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумиға тақабил туруш үчүн йеқиндин буйан сода парахотлириға қаратқан һәрикәтлиридин кейин, нурғунлиған парахот ширкәтлири қизил деңиздики сәпәрлирини тохтитишни қарар қилған иди.

йәнә бир тәрәптин, америка һөкүмитиниң йәмәндә «хусийлар» дәп атилидиған әнсаруллаһ тәшкилатини қизил деңизда йеқиндин буйан йүз бәргән һуҗумлири сәвәбидин қайтидин чәт әл террорлуқ тәшкилатлири тизимликигә киргүзүшкә тәййарлиқ қиливатқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر