йерапетритис: түркийә билән сөһбәт өткүзүш интайин муһим
гиретсийә ташқи ишлар министири йоргос йерапетритис «скай телевизийәси»ниң гиретсийәниң түркийә вә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтлири тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.
2085248
түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә ташқи ишлар министири йоргос йерапетритис «скай телевизийәси»ниң гиретсийәниң түркийә вә америка қошма иштатлири билән болған мунасивәтлири тоғрисидики соаллириға җаваб берип, түркийә билән сөһбәтлишишниң интайин муһимлиқини оттуриға қойди.
гиретсийәниң F-35 пирограммисиға қатнишишни илтимас қилғанлиқини әскәрткән йерапетритис, америка дипломатийәси, сийасити вә мудапиә ишлириға мунасивәтлик қарарниң америкаға тәвә икәнликини тәкитләп: «бизниң изчил арзу қилғинимиз, бир мудапиә иттипақи, болупму нато рамкиси ичидә территорийә пүтүнлүки вә хәлқара қанунға һөрмәт қилиш. бир дөләткә берилгән һәр қандақ бир қорални иттипақдаш бир дөләткә қарши ишлитишкә болмайду» деди.