б д т хәпсизлик кеңишидә ғәззәдә уруш тохтитиш чақириқи қайтидин авазға қойилиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәпсизлик кеңиши ғәззәдики урушни «дәрһал вә узун муддәтлик тохтитиш» ни  өз ичигә алған уруш тохтитиш чақириқини қайтидин авазға қойидиған болди.

2077764
б д т хәпсизлик кеңишидә ғәззәдә уруш тохтитиш чақириқи қайтидин авазға қойилиду

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши дүшәнбә (2023-йили 25-декабир) ғәззәдики урушни «дәрһал вә узун муддәтлик тохтитиш» чақириқини авазға қойиду.

алдинқи һәптә б д т омумий кеңишигә қатнашқан 193 дөләтниң 153 и ғәззәдә «инсанпәрвәрлик уруш тохтитиш» чақириқини қоллиған болуп, әмма америка бу беләт ташлашта рәт авази ташлиған иди.

әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин тәййарланған йеңи қанун лайиһәсидә, «ғәззә райониниң бихәтәр вә тосалғусиз инсанпәрвәрлик йардәмләргә еришишигә капаләтлик қилиш үчүн тоқунушни дәрһал вә узун муддәтлик тохтитиш» тәләп қилиниду.

районда икки дөләтлик һәл қилиш чарәсини қоллайдиған бу қанун лайиһәсидә, ғәззә райони билән ғәрбий қирғақни пәләстин һөкүмитиниң контироллуқи астида бирләштүрүшниң муһимлиқи тәкитлиниду.

б д т хәвпсизлик кеңиши уруш башланғандин буйан қоршавда қалған ғәззәгә алақидар алтә қетим беләт ташлиған болсиму, лекин аран бирла қарарни мақуллийалиған иди.

«инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш» чақириқлиридин иккиси, американиң вето (рәт қилиш) һоқуқини ишлитиши билән рәт қилинған иди.

америка пирезиденти җо байдин исраилийәни пүтүн ғәззәни қалаймиқан бомбардиман қилғанлиқи сәвәбидин хәлқараниң қоллишидин мәһрум қалидиғанлиқи һәққидә агаһландурған иди.

б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлири техникилиқ җәһәттин чәкләш күчигә игә дәп қаралсиму, әмма әмәлийәттә бу қарарланиң обейикти болған дөләтләр һәмишә дегүдәк қарарларни көрмәскә селип кәлмәктә.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر