америка йеңи ембарго тизимликини елан қилди

америка русийәниң украинани ишғал қилиш урушини қоллиған 250 дин артуқ киши вә идарә-органларға ембарго йүргүзүлидиғанлиқини җакарлиди.

2076054
америка йеңи ембарго тизимликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи русийәниң украинани ишғал қилиш урушини қоллиған киши вә идарә-органларға ембарго йүргүзүлидиғанлиқи тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, ембарго тизимликиниң, «русийәниң украинани ишғал қилиш урушини давамлаштуруш иқтидарини күчәйтиш вә русийәниң кәлгүсидики енергийә ишләпчиқириши шундақла екиспорт иқтидарини күчәйтиш» кә охшаш һәрикәтләрни қилған шәхс һәмдә идарә-органлардин тәшкил тапидиғанлиқи билдүрүлди.

тизимликниң 100 ини ташқи ишлар министирлиқи, 150 ини малийә министирлиқи бекитип чиққан болуп, булар украина пирезиденти володимир зеленский американи зийарәт қиливатқан вақитта елан қилинди.

ембарго чәт әл пуқралири вә ширкәтлириниму өз ичигә алиду.

байанатта, ембаргониң русийәниң украинани ишғал қилиш урушиға охшаш «зийанлиқ һәрикәтлирини чәкләшни» мәқсәт қилидиғанлиқи илгири сүрүлди.

русийәниң «Ust-Luga» портида қурулуши қилиниватқан вә пүткәндә газпромға өткүзүп берилидиған тәбиий газ суйуқландуруш мәркизидә паалийәт қилидиған үч ширкәтму ембарго тизимликигә киргүзүлди.

америка ташқи ишлар министирлиқи шималий корейә билән русийә оттурисида қорал-йарағ, оқ-дора тирансипортида вәзипә өтигән тошуш ширкәтлири вә буниңға четишлиқ парахотларниңму ембарго тизимликидә икәнликини билдүрди.

бу қетимқи ембарго тизимлики, русийәни дунйада әң көп ембарго йүргүзүлгән дөләткә айландурди. тизимликтики киши вә идарә-органларға қаритилған қанун, америкада мал-мүлүк сетивелишни, банка мулазимәтлиригә еришишни вә америка ширкәтлири билән сода қилишни чәкләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر