венгирийә: украинаниң йавропа иттипақи билән әзалиқ сөһбәтлирини башлишини қоллимаймиз

венгирийә йавропа иттипақиниң украинаниң йавропа иттипақи әзалиқ сөһбәтлирини башлаш тәклипини қоллимайдиғанлиқини елан қилди.

2071429
венгирийә: украинаниң йавропа иттипақи билән әзалиқ сөһбәтлирини башлишини қоллимаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: венгирийә дөләт ишлири министири гергели гулйас пайтәхт будапештта байанат берип, «урушта вәйран болған бир дөләт» ниң йавропа иттипақиға кириши үчүн рәсмий сөһбәт башлашниң балдурлуқ қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

у дөлитиниң белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиған йавропа иттипақи башлиқлар йиғинида оттуриға қойулидиған «сөһбәтләрни башлаш» тәклипини қоллимайдиғанлиқини тәкитлиди.

«нөвәттә биз наһайити балдур сунулған бир тәклипкә дуч келиватимиз» дегән гулйас, венгирийәниң украинани иттипаққа кириш мусаписини башлашқа тәклип қилиш тоғрисидики «ортақ қарар»ға аваз қошмайдиғанлиқини ейтти.

у йәнә, дөлитиниң кийевға 50 милйард йавро қиммитидә узун муддәтлик йардәм бериш қатарлиқларни өз ичигә алған йавропа иттипақи хамчотиға өзгәртиш киргүзүш тәклипиниму қоллимайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر