аббас рутте вә албанс қатарлиқлар билән телефонлашти

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас исраилийә ишғалийәтчи күчлириниң ғәззәни парчилаш пиланини қобул қилғили болмайдиғанлиқини, униң пәләстинниң айрилмас бир қисми икәнликини тәкитлиди.

2062336
аббас рутте вә албанс қатарлиқлар билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин хәвәр агентлиқи — вафаниң хәвиригә қариғанда, мәһмуд аббас голландийә баш министири марк рутте вә австралийә баш министири антоний албанис билән айрим – айрим телефонлашқан.

голландийә баш министири рутте билән өткүзгән телефон сөһбитидә «ишғалийәтчи күчләрниң ғәззәни парчилаш пиланини қобул қилғили болмайду» дегән аббас, ғәззәниң айрим сийасий йаки бихәтәрлик чариси йоқлуқини, униң пәләстин дөлитиниң айрилмас бир қисми икәнликини оттуриға қойған.

у пәләстин хәлқиниң әркинлики, мустәқиллиқи вә игилик һоқуқиға игә болуши үчүн, хәлқарави қанунийлиқни асас қилған сийасий һәл қилиш чарисиниң йолға қойулушини шәрт икәнликини тәкитлигән.

йәнә бир тәрәптин, австралийә баш министири антоний албанис пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббасқа телефон қилди؛ аббас телефон сөһбити җәрйанида, пәләстин хәлқигә қаритилған қирғинчилиқниң дәрһал тохтитилиши керәкликини оттуриға қойди.

аббас өзлириниң пәләстин хәлқиниң қануний вәкиллири икәнликини, пәләстин азадлиқ тәшкилатиниң миллий қарарларни чиқириш һоқуқи барлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر