гутеррес оттура шәрқтә тәрәпләрни дәрһал уруш тохтитишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес оттура шәрқ районида инсанлар тартиватқан қорқунчлуқ азаб – оқубәтни йәңгиллитиш үчүн, тәрәпләрни дәрһал уруш тохтитишқа чақирди.

2052882
гутеррес оттура шәрқтә тәрәпләрни дәрһал уруш тохтитишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң пайтәхти бейҗиңда зийарәттә болуватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, оттура шәрқтә пүткүл районниң тәқдири вә инсанларниң һайатиниң хәтәр астида икәнлики тоғрисида агаһландуруп, мундақ деди:

оттура шәрқ районида инсанлар тартиватқан қорқунчлуқ азаб – оқубәтни йиәңгиллитиш үчүн, тәрәпләрни дәрһал уруш тохтитишқа чақиримән.»

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди. ғәззәдин исраилийәгә миңлиған ракетамийот етилған, қораллиқ гуруппиларму райондики олтурақ районларға киргәниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, барғансери кәскинлишиватқан тоқунушларда һәр икки тәрәптин миңларчә киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر