полша көчмәнләрниң һәр бир йавропа иттипақи дөлитигә мәҗбури тәқсим қилинишиға қарши чиқти

полша баш министири матеус моравички бу һәқтә рәсмий қарар мақуллиғанлиқини ейтти.

2039522
полша көчмәнләрниң һәр бир йавропа иттипақи дөлитигә мәҗбури тәқсим қилинишиға қарши чиқти

түркийә авази радйоси хәвири: полша баш министири матеус моравички «мәҗбурий иттипақлиқ механизми» ниң тәқәззаси бойичә көчмәнләрниң һәр бир йавропа иттипақи дөлитигә мәҗбури тәқсим қилинишини өз ичигә алидиған көчмәнләр қануниға қарши чиқиш үчүн рәсмий қарар елинғанлиқини ейтти.

моравички ички  кабинет йиғинидин кейин бу һәқтә тохтилип, полшаниң бу мәсилигә даир позитсийәсидә дөләт бихәтәрликиниң алдинқи орунға қойулғанлиқини тәкитлиди.

моравички «мәҗбурий иттипақлиқ механизми» ниң тәқәззаси бойичә көчмәнләрниң һәр бир йавропа иттипақи дөлитигә мәҗбури тәқсим қилинишини өз ичигә алидиған көчмәнләр қануниға қарши бу қарарниң мақулланғанлиқини билдүрүп, «полша кабинети йавропа иттипақи комитети вә полша өктичилиригә қанунсиз көчмәнләргә мақул болмайдиғанлиқиға даир күчлүк сигнал беришни мәқсәт қилип бир рәсмий қарарни мақуллиди. биз бу қарар арқилиқ йавропа иттипақи комитетиға шундақла барлиқ сийасий күчләргә дөлитимиздә қанунсиз көчмәнләргә қәтий йол қоймайдиғанлиқиға даир ениқ сигнал бәрмәкчимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر