мексикадики тоқунушта қораллиқ төт киши өлтүрүлди

мексиканиң америка чеграсиға йеқин матаморос шәһиридә йүз бәргән тоқунушта, қораллиқ төт киши деңиз армийәси тәрипидин уҗуқтурулди.

2033273
мексикадики тоқунушта қораллиқ төт киши өлтүрүлди

түркийә авази радйоси хәвири: тамавлипас хәвәрлишиш ишханисиниң байанатида, деңиз армийәсиниң бир тутқун қилиш вәқәсини тәкшүрүш һәрикити җәрйанида тоқунуш йүз бәргәнлики билдүрүлди.

тоқунушта қораллиқ икәнлики илгири сүрүлгән төт кишиниң өлтүрүлгәнлики вә даириләрниң улардин қорал вә симсиз алақә апиратлирини қолға чүшүргәнлики уқтурулди.

мексика деңиз армийәсиниң байанатида төт нәпәр деңиз армийәси хадиминң тоқунушқа қатнашқанлиқи җәзмләштүрүлди, әмма вәқә һәққидә тәпсилий учур берилмиди.

американиң матамороста турушлуқ консулханисиниң байанатида, консулхана хадимлириниң «шәһәрдики қораллиқ зораванлиқ сәвәбидин» шу йәрниң вақти чүштин кейин саәт 1:30 ғичә қоғдиниш җайлидин сиртқа чиқмаслиқи керәклики һәққидә агаһландуруш берилгәнлики уқтурулди.  

тамалипас вә матаморос өлкилиридә әткәсчиләрдин башқа йәнә,  тәшкиллик җинайәт гуруппилириниңму интайин актип икәнлики хәвәр қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر