копенһаген йәнә қуран көйдүрүш вәқәлиригә сәһнә болди

данийә пайтәхти копенһагенда түнүгүн (2023-йили 3-авғуст) қуран кәримгә һуҗум қилиш вәқәлири йәнә давамлашти.

2020124
копенһаген йәнә қуран көйдүрүш вәқәлиригә сәһнә болди

түркийә авази радийоси хәвири: исламға қарши вә ашқун милләтчи «дански вәтәнпәрвәр» (данийә вәтәнпәрвәрлири) гурупписиниң әзалири копенһагендики түркийә, ирақ, мисир, сәуди әрәбистан вә иран әлчиханилири алдида қуран көйдүрди.

исламға қарши шоарлар йезилған лозункиларни ачқан бу гуруппа, син көрүнүшлирини иҗтимаий алақә адреслирида нәқ мәйдандин тарқатти.

гуруппиниң иғвагәрчилик һәрикити сақчиларниң қоғдиши астида елип берилди.

бу гуруппа иҗтимаий алақә адресида һәмбәһирләнгән йазмида, өзлириниң қуран кәримгә қилған һуҗумлирини данийәниң һәрқайси җайлирида елип баридиғанлиқини билдүрди.

фәйсбук бу гуруппиниң бир қисим видео синлирини чәклиди.

данийә баш министири метте фредериксен (Mette Frederiksen) тунҗи қетим өз дөлитидики қуран кәримгә қилинған һуҗумлар һәққидә сөз қилип, муқәддәс китабларни көйдүрүшни мәни қилишниң пикир әркинликини чәклимәйдиғанлиқини ейтти.

йавропа иттипақи комитетиниң байанатчилиридин набила масрали данийәдики қуранға қаритилған һуҗумларниң «йәккә иғвагәрчилик» икәнликини ейтти.

шиветсийә билән данийәдә йеқиндин буйан қуранға қаритилған һуҗумлар күнсери күчийиватқан бир вақитта, бу иғвагәрчиликләргә рухсәт қилиниши зор наразилиқларға сәвәб болмақта.

нурғун дөләтләр, болупму түркийә бу һәрикәтләрниң сақчиларниң қоғдиши вә даириләрниң рухсити билән елип берилғанлиқиға наразилиқ билдүргән иди.

б д т омумий кеңиши 25-ийул (2023) қарар мақуллап, муқәддәс китабларға қаритилған зораванлиқни хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ дәп етирап қилған вә бу хил қилмишларни қаттиқ әйиблигән қарар лайиһәсини мақуллиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر