тайландта бир етилаақ искилатида партлаш йүз берип, тоққуз киши қаза қилди

тайландта бир етилдақ искилатида йүз бәргән партлашта, тоққуз киши җенидин айрилип, 115 киши йариланди.

2017713
тайландта бир етилаақ искилатида партлаш йүз берип, тоққуз киши қаза қилди

түркийә авази радйоси хәвири: тайландниң җәнубидики наративас өлкисидә бир етилдақ искилатида партлаш йүз бәрди.

алақидар тармақлар дәсләпки ениқлашқа асасланғанда, тоққуз кишиниң партлашта қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

наративас валийси санан поңкасорн дәсләпки ениқлашларға асасланғанда, партлашта 115 кишиниң йариланғанлиқини, йариланғанларниң көпинчисиниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүрди.

у амбар әтрапидики 100 гә йеқин туралғуниң зийанға учриғанлиқини вә районда йашайдиған 500 дин 800 гичә кишиниң башқа йәргә вақитлиқ орунлаштурулидиғанлиқини ейтти.

у бу вәқәниң искилаттики қурулушта төмүр кәпшәрлиниватқанда чачриған учқунниң партлатқучларға чүшүши нәтиҗисидә йүз бәргән болуши мумкинликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر