песков: бәргән вәдиләргә әмәл қилимиз

русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков вагнер киризисиниң һәл қилиниши басқучида барлиқ тәрәпләр бәргән вәдиләргә әмәл қилинидиғанлиқини ейтти.

2004928
песков: бәргән вәдиләргә әмәл қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков мухбирларниң 24-ийун (2023) йүз бәргән вагнер исйани тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

у вагнер йалланма әскәрлири вә уларниң каттибеши пригоҗинниң ақивитигә мунасивәтлик соалға: «бу тоғрида тәпсилий мәлумат берәлмәймән. вагнер җәңчилириниң бәзилири дөләт мудапиә министирлиқи билән тохтам түзсә болиду. бәзилири қайтса болиду, бәзилири беларусийәгә көчүп кәтсә болиду» дәп җаваб бәрди.

у вагнер киризисиниң һәл қилиниш җәрйани үстидә тохтилип: «бәзи кишиләр чоң күч чиқарди. пирезидент путин әң начар болғанда, қандақ һәл қилиш ирадисини намайан қилди. әң начар әһвалниң йүз бәрмәслики үчүн бәзи келишимләр түзүлди. путин бәзи ишлар тоғрисида вәдә бәрди. түзүлгән келишимләр иҗра қилиниду, путинниң бәргән вәдисигә әмәл қилиниду. тәрәпләрниң бәргән вәдисигә әмәл қилишини қәтий тәләп қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر