русийә үчүн җасуслуқ қилған америкалиқ түрмидә өлүк һалда байқалди

америкада русийә үчүн җасуслуқ қилиш җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң 79 йашлиқ сабиқ хадими роберт хансен түрмидә қаза қилди.

1996038
русийә үчүн җасуслуқ қилған америкалиқ түрмидә өлүк һалда байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий телевизийә истансиси <CBC News>  ниң хәвиригә асасланғанда, америка түрмә идарисиниң хәвәрлишиш директори кристи брешерс елан қилған байанатида, америкада русийә үчүн җасуслуқ қилғанлиқи сәвәбидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған хансенниң һуҗрисида һәрикәтсиз һалда байқалғанлиқини, түрмә хадимлириниң җиддий қутқузушқа хәвәр қилғанлиқини билдүрүп: «мәһбусниң өлүм хәвири җиддий қутқузуш хадимлири тәрипидин елан қилинди» дәп малумат бәргән.

хансен 1979-йилдин етибарән йуқири дәриҗилик мәхпий һөҗҗәтләрни сабиқ совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақиға вә андин русийәгә сетип бериш билән әйибләнгән иди.

җинайитини етирап қилған хансен 2001-йили федератсийә сот мәһкимиси тәрипидин җасуслуқ җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

хансенниң җасуслуқ қилиш җәрйанида «Ramon Garcia» дәп ләқәм ишләткәнлики вә 1милйард 400 милйон доллардин артуқ нәқ пул, алмас шундақла чәт әл банка чәклиригә миңлиған мәхпий һөҗҗәтләрни сатқанлиқи мәлум.

2001-йили вирҗинийә иштатидики бир бағчида җасуслуқ қиливатқан пәйттә қолға елинған хансенниң кимлики, бир русийә истихбарат хадими хансенниң бармақ изи бар әхләт халтиси вә аваз линтиси қатарлиқ һөҗҗәтләрни  америкаға тапшурғандин кейин ениқланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر