баңладишта томузиссиқ сәвәбидин башланғуч мәктәпләр тақалди

баңладишта томуз иссиқ сәвәбидин дөләт миқйасидики башланғуч мәктәпләрдә 8-ийунғичә дәрс тохтитилди.

1995712
баңладишта томузиссиқ сәвәбидин башланғуч мәктәпләр тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә, баңладиш һөкүмити тохтависиз давамлашқан томуз иссиқ сәвәбидин дөләт миқйасидики башланғуч мәктәпләрни 8-ийунғичә тақашқа мәҗбур болған.

метерологийә идарисиниң мәсули муһәммәд әбул калам маликниң ейтишичә, томуз иссиқниң 12-ийунғичә давамлишиши мөлчәрләнмәктә икән.

ийун ейида баңладишниң оттуричә температураси адәттә 31.9 селсийә гирадус әтрапида болидикән. әмма, бу йаз һава температураси 2 дин 8 селсийә гирадусқичә өрләп кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر