хитайда йәр көчүш вәқәсидә нурғун адәм өлди

хитайниң сичүән өлкисидә қара йамғур кәлтүрүп чиқарған йәр көчүш вәқәсидә 19 адәм тупрақ вә таш парчилириниң астида қелип қаза қилди.

1995349
хитайда йәр көчүш вәқәсидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң ғәрбий җәнубидики сичүән өлкисиниң лисен шәһиридики бир канда йәр көчүш вәқәси йүз бәрди.

йәр көчүш кан ишчилириниң хизмәт вә йашаш саһәлиригә тәсир көрсәтти.

нурғун ишчилар тупрақ вә таш парчилириниң астида қалди. вәқәдин кейин башланған издәш – қутқузуш паалийәтлири давамида 19 кишиниң җәсити тепилди.

игилинишичә, вәқәдин бурун уда икки күн қара йамғур йеғип, еғир талапәт йәткүзгән районда издәш - қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر