иран әрәбистанға баш әлчи тәйинлиди

иран муавин ташқи ишлар министири әли риза инайәтини рийад баш әлчиликигә тәйинлиди.

1989828
иран әрәбистанға баш әлчи тәйинлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран әдлийәси тарқитиш оргини — мизан хәвәр агентлиқи, иран билән сәуди әрәбистанниң дипломатик мунасивити әслигә кәлгәндин кейин, теһранниң инайәтини иранниң рийадта турушлуқ баш әлчиси қилип тәйинләнгәнликини хәвәр қилди.

әли риза инайәти илгири иранниң кувәйттә турушлуқ баш әлчиси болуп вәзипә өтигәниди.

рийад билән теһран аридин йәттә йил өткәндин кейин, 10 – мартта бейҗиңда хитай әмәлдарлириниң мурәссә қилиши билән сөһбәт өткүзүп,  икки ай ичидә дипломатик мунасивәтни әслигә кәлтүрүш тоғрисида келишим һасил қилғаниди.

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән сәуди әрәбистанлиқ мәнсәпдиши фәйсал бин фәрханму 6- апрел бейҗиңда көрүшүп, икки дөләтниң әлчиханилирини қайтидин ечиши, икки дөләт оттурисидики нөвәтчи айропилан қатнишини әслигә кәлтүрүш вә өзара визиларни қолайлаштуруш тоғрисида келишкәниди.

абдуллаһийан 11 – май байанат берип, сәуди әрәбистанниң теһранға тәйинләйдиған баш әлчисини өзигә тонуштурғанлиқини, өзлириниңму сәуди әрәбистанға тәйинләйдиған баш әлчисини бекитип, қисқа вақит ичидә рийадқа мәлум қилидиғанлиқини ейтқаниди.

аридин узун йиллар өткәндин кейин, ирандин сәуди әрәбистанға қилинған тунҗи йуқири дәриҗилик зийарәт, иран иқтисад министири иһсан һандузи вә һәмраһлиқидики һәйәтниң 11- майдики җиддә зийарити болуп қалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر