германийә икки өктичи рус мухбирниң зәһәрләнгән болуш мумкинчиликини тәкшүрүшни башлиди

германийә даирилири русийәлик икки өктичи мухбирниң бир паалийәт җәрйанида зәһәрләнгәнликидин гуманлиниватқанлиқини мәлум қилишидин кейин, вәқәни тәкшүрүшни башлиди.

1989105
германийә икки өктичи рус мухбирниң зәһәрләнгән болуш мумкинчиликини тәкшүрүшни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә таратқулири, 29-, 30 - апрел күнлири пайтәхт берлинда русийәлик сода – санаәтчи михаил ходорковиски нутуқ сөзлигән бир йиғинға қатнашқан әркин русийә фондиниң башлиқи наталийа арно билән йәнә бир мухбирниң зәһәрлиниш аламәтлири көрүлүп дохтурханиға берип өзлирини тәкшүрткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрләрдә, мәзкур икки айал мухбирниң ғәлитә кесәллик аламәтлири, шиддәтлик ағриқ вә бәдән уйушуш қатарлиқ аламәтләр сәвәбидин дохтурханиға барғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрләрдә йәнә, рус хәвәр қанили — агентствониң хәвиригиму ишарәт қилинған һалда, икки айал мухбирниң нерва гази билән зәһәрләнгәнликидин гуман қилиниватқанлиқиға ишарәт қилинди.

арнониң америкаға қайтқандин кейин иҗтимаий таратқудики адресида учур һәмбәһриләп, америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI)ниң вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүши һәққидә мәлумат бәргәнлики билдүрүлди.

әмма, америка даирилириниң мәзкур икки айалниң берлиндики йиғиндин илгири зәһәрләнгән болуш мумкинчиликиниму тәкшүрүватқанлиқи қәйт қилинди.

германийә сақчилириниңму тәкшүрүшни дәлиллигәнлики, әмма тәпсилатларни ортақлишиштин өзини қачурғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر