йавропа кеңиши русийәни уруш җинайити үчүн җавабкарлиққа тартиш һәққидә қәдәм ташлиди

йавропа кеңишиниң 4-нөвәтлик башлиқлар йиғинида русийәни украинадики уруш җинайити түпәйли җавабкарлиққа тартишниң дәсләпки қәдими сүпитидә бир механизм орнитиш қарар қилинди.

1988111
йавропа кеңиши русийәни уруш җинайити үчүн җавабкарлиққа тартиш һәққидә қәдәм ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа кеңишиниң исландийәниң пайтәхти рейкйавикта чақирилған 4 – нөвәтлик башлиқлар йиғининиң ахирида, 46 әза дөләтниң вәкиллири, шундақла канада, йапонийә, америка қошма иштатлири вә йавропа иттипақи бирләшмә байаннамәни имзалиди.

байаннамәгә асасән, русийәниң украинаға кәлтүргән зийини үчүн төләм төлишиниң дәсләпки қәдими  сүпитидә «зийанни ениқлап чиқиш» механизми орнитилди.

бу механизм 2022-йили 2-айниң 24-күни уруш башланғандин буйан давамлишиватқан һуҗумлар нәтиҗисидә зийанға учриған барлиқ кишиләр,  украина дөлити тартқан барлиқ зийанлар тоғрисида дәлил-испат  вә һөҗҗәтләрни топлайду.

рәһбәрләр бир тәләп һәйити вә төләм мәблиғиниму өз ичигә алған механизимни кеңәйтиш үчүн хизмәт ишләш тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

таҗавузчилиқ җинайәтлири үчүн мәхсус сот коллегийәси қуруш хизмитигә мунасивәтлик илгириләшләрдин интайин хурсән икәнликини байан қилған рәһбәрләр русийәни болупму балиларни өз ичигә алған мәҗбурий көчүрүлгән украина пуқралирини  дәрһал қойуп беришкә чақирди.

рәһбәрләр айрим бир байаннамә арқилиқ, русийә армийәси тәрипидин қанунсиз һалда чеградин қоғлап чиқирилған балиларниң қайтурулушиға капаләтлик қилиш үчүн, украина даирилирини қоллиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر