бир қисим йавропа дөләтлириниң пәләстин дөлитини етирап қилидиғанлиқи илгири сүрүлди

иреландийә билән испанийәни өз ичигә алған йавропа иттипақиға әза бир қисим дөләтләрниң 21-май (2024) пәләстин дөлитини етирап қилишни ойлишиватқанлиқи илгири сүрүлди.

2137358
бир қисим йавропа дөләтлириниң пәләстин дөлитини етирап қилидиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: иреландийә радийо-телевизийәсиниң хәвиригә қариғанда, иреландийә, испанийә, силовенийә вә малтаниң пәләстин дөлитини етирап қилиш тоғрисидики алақиси күчәйгән.

иреландийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар вә мудапиә министири майкел мартинниң байанатчисиму мәзкур сөһбәтләрниң давам қиливатқанлиқини дәлиллигән.

ейтишларға қариғанда, иреландийә билән испанийәни өз ичигә алған йавропа иттипақидики бир қисим дөләтләр 21-май пәләстин дөлитини етирап қилғанлиқини елан қилидикән.

мәлумки, иреландийә, силовенийә, малта вә норвегийә испанийәниң пәләстин дөлитини етирап қилиш йолидики лобичилиқ паалийитини қоллавататти.

пәләстин дөлити һазирғичә булғарийә, полша, чехийә, руменийә, силовакийә, венгирийә, җәнубий қибрис рум һакимийити вә шиветсийәни өз ичигә алған йавропа иттипақиға әза 8 дөләт тәрипидин етирап қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر