иран: сайлиғучиларниң сайламға қатнишиш нисбити демократийәниң ғәлибисидур

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси насир кәнани түркийәниң җумһур рәисли сайлими вә 28- нөвәтлик парламент әзалири омумий сайлимиға қатнишиш нисбитиниң демократийәниң ғәлибиси икәнликини оттуриға қойди.

1986733
иран: сайлиғучиларниң сайламға қатнишиш нисбити демократийәниң ғәлибисидур

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси кәнани түркийәдә түнүгүн өткүзүлгән сайламлар һәққидә тохтилип: «сайлиғучиларниң йуқири нисбәттә иштирак қилиши йәкшәнбә түркийәдә өткүзүлгән җумһур рәислик сайлими вә парламент әзалири омумий сайлими вә беләт ташлашларниң мувәппәқийәтлик болуши демократийә үчүн ғәлибиниң бәлгисидур» деди.

у түркийә хәлқи вә сийасий партийәләрни тәбриклиди.

сайлиғучиларниң 14 – май түркийәдә өткүзүлгән җумһур рәислик вә 28- нөвәтлик парламент әзалири омумий сайламлириға иштирак қилиш нисбити %88 кә йәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر