ислам һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини байаннамәси елан қилинди

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң гамбийәдә чақирилған 15 – нөвәтлик башлиқлар йиғинидин кейин байаннамә елан қилинди.

2135855
ислам һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини байаннамәси елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ислам һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара җәмийәтни исраилийәни хәлқара қанун вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлириға әмәл қилишқа, шәрқий қуддусни өз ичигә алған пәләстин земинлиридики қанунсиз ишғалийәт, мустәмликичилик вә ирқий айримичилиқ қилмишлирини ахирлаштурушқа мәҗбурлашқа чақирди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң гамбийәниң пайтәхти банҗулда чақирилған 15-нөвәтлик башлиқлар йиғинидин кейин, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири бирдәклик һасил қилған байаннамә елан қилинди.

байаннамәдә, ғәззә районидики пәләстин хәлқигә қаритилған һуҗумларниң  дәрһал вә шәртсиз тохтитилиши, шундақла ғәззә райониға җиддий йардәм бериш, су вә ток билән тәминләш үчүн инсанпәрвәрлик йардәм каридори ечилиши тәләп қилинди.

пәләстин хәлқини судин мәһрум қалдуруш, районға йеқилғу киришигә йол қоймаслиқни өз ичигә алған ирқий қирғинчилиқ вә миллий тазилаш җинайитиниң давамлишиш хәвипи һәққидә агаһландуруш берилди,  пәләстинликләрни өз земинлиридин мәҗбурий қоғлап чиқириш, сүргүн қилиш  йаки башқа җайларға көчүрүветиш қилмишлирини қобул қилғили болмайдиғанлиқи билдүрүлди.

байаннамәдә йәнә, ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң пәләстин хәлқиниң өзлириниң һәқ - һоқуқлирини қолға кәлтүрүш вә  пайтәхти қуддус болған игилик һоқуқлуқ дөләт қуруштин ибарәт қанунлуқ күришини күчлүк қоллайдиғанлиқи қайта тәкитлинип мундақ дейилди:

«хәлқара җәмийәтни ишғалчи исраилийәни хәлқара қанун вә  бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлириға бойсунушқа, шәрқий қуддусниму өз ичигә алған барлиқ пәләстин земинлиридики қанунсиз ишғалийәт, мустәмликичилик вә ирқий айримичилиқ қилмишлирини ахирлаштурушқа мәҗбурлашқа чақиримиз.»

«болмиса тоқунуш узунға созулуп кетиду районда техиму көп дәрд – әләм вә муқимсизлиқ һөкүм сүриду,  киризисни икки дөләт чарәси арқилиқ һәл қилиш пурсити қолдин кетип қалиду.»

«талаш-тартишларни тинч йоллар арқилиқ җүмлидин дийалог вә мурәссәлишиш арқилиқ һәл қилиш наһайити зор әһмийәткә игә. дәрвәқә, бундақ болғанда ислам үммити арисида җиддийчиликтин халий муһит бәрпа қилғили болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر