хитай ковид-19 җиддий һалитини  давамлаштуридиғанлиқини елан қилди

дунйа сәһийә тәшкилати ковид-19 сәвәбидин елан қилинған «йәршари характерлик җиддий һаләт» ни бикар қилди.

1984245
хитай ковид-19 җиддий һалитини  давамлаштуридиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ковид-19 җиддий һалитини  «б дәриҗилик йуқум» сүпитидә давамлаштуридиғанлиқини елан қилди.

хитай дөләтлик сәһийә комитетиниң байанатида, дунйа сәһийә тәшкилатиниң қарариниң «йәр шари характерлик хәвп йоқалди» дегәнлик болмайдиғанлиқи билдүрүлди.

хитай дөләтлик сәһийә комитети хитайниң һазир ковид -19 ни «б дәриҗилик йуқум» түригә айриғанлиқини вә бу даиридә тәдбирләрниң давамлишидиғанлиқини елан қилди.

байанатта, һазирму бу вирусниң өзгириш һасил қиливатқанлиқи, йәрлик сәвийәдә тарқилишни давамлаштуруватқанлиқи билдүрүлди.

йапонийә болса, ковид-19 ни пәсиллик зукам түригә киргүзди.

йапонийәдә ковид -19 билән йуқумланғучини карантин қилиш бәлгилимисиму әмәлдин қалдурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر