суданда түркийәниң әлчихана аптомобил әтритигә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

суданда түркийәниң хартумдики баш әлчиси исмаил чобаноғлуму олтурған дипломатик аптомобил әтритигә қилинған һуҗумға қарита судан армийәси билән тез қоллаш күчлири (HDK) бир-бирини әйиблимәктә.

1983449
суданда түркийәниң әлчихана аптомобил әтритигә һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радйоси хәвири: тез қоллаш күчлири (HDK) ниң һуҗумға мунасивәтлик елан қилған байанатида, бу һуҗумниң барлиқ хәлқаралиқ қаидә вә қанунларға очуқ ашкара хилаплиқ қилған қорқунчақлиқ һәрикити икәнлики тәкитләнди.

байанатта судан армийәси има қилинған һалда, «сийасий өзгириш қозғиған күчләр дипломатларни қоғдаштики барлиқ хәлқаралиқ қанун вә келишимләргә очуқ-ашкарә хилаплиқ қилип, қорқунчақларчә бир һәрикәт арқилиқ  тарқақлаштуруш мәсилисидә һәр икки тәрәп оттурисида маслишиш ишқа ашқандин кейинму, түркийәниң хортумдики баш әлчиси исмаил чобаноғлуниң атомобилиға оқ чиқарди» дейилди.

байанатта йәнә, әлчихана җайлашқан районниң судан армийәсиниң контроллуқида икәнлики әскәртилип, «тез қоллаш күчлири  (HDK) җәнвә әһдинамиси вә барлиқ хәлқаралиқ әһдинамиләргә уйғун шәкилдә дипломатларни  қоғдаш вәзиписини биҗанидил орундимақта» дейилди.

судан армийәсиниң  байанатида  болса, һуҗумниң тез қоллаш күчлири (HDK) тәрипидин елип берилғанлиқи илгири сүрүлүп, «тез қоллаш күчлири  (HDK) баш әлчиниң йүз бәргән вәқә һәққидә байанат елан қилалайдиғанлиқини унтушқандәк қилиду» дейилди.

суданда, түркийәниң хартумда турушлуқ баш әлчиси чобаноғлуму олтурған дипломатик аптомобил әтритигә оқ чиқирилған болуп, вәқәдә адәм өлүш йаки йаридар болуш һадисиси көрүлмигән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر