лавров: б д т ниң җазалар һәққидә келишим һасил қилиш урунушлири нәтиҗисиз қалди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң қара деңиз ашлиқ каридори келишими һәққидә хизмәтләрни ишләватқанлиқи, әмма у тиришчанлиқларниң үнүми болмиғанлиқини ейтти.

1979670
лавров: б д т ниң җазалар һәққидә келишим һасил қилиш урунушлири нәтиҗисиз қалди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң қара деңиз ашлиқ каридори келишими һәққидә хизмәтләрни ишләватқанлиқи, русийәгә қаритилған җазалар тоғрисида келишим һасил қилишқа урунуватқанлиқини, әмма у тиришчанлиқларниң үнүми болмиғанлиқини ейтти.

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров б д т да өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, б д т баш катипи антонийо гутерресниң русийә пирезиденти виладимир путинға йоллиған қара деңиз ашлиқ каридори келишимигә мунасивәтлик мәктупиниң «ашкарилинип кетиши»ниң әһмийитини тәкитлиди.

гутерресниң б д т билән русийә оттурисида оғут вә йемәклик експорти тоғрисида имзаланған рамка келишими алдидики тосалғуларни түгитиш үчүн күч чиқарғанлиқини тилға алған министир лавров: «мән б д т ниң тоғра йөнилиштә тиришчанлиқ көрсәтмигәнликини оттуриға қойалмаймән. гутеррес вә б д т инсанпәрвәрлик ишлири кординатсийә ишханиси һәр қайси дөләтләр йолға қойған қанунсиз җазалар һәққидә келишим һасил қилишқа урунуватиду. әмма, әмәлийәттә, ашлиқ каридори келишимигә мунасивәтлик тиришчанлиқларниң нәтиҗигә еришкини  йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر