боррел судандики йавропалиқларни тарқақлаштуруш хизмәтлиригә йуқири баһа бәрди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә хәвпсизлик сийасәтлири али вәкили җосеп боррел тоқунушлар давам қиливатқан судандики йавропа дөләтлири пуқралири вә дипломатлирини тарқақлаштуруш тиришчанлиқиниң «мөлчәрдикидин»му утуқлуқ болғанлиқини ейтти.

1979182
боррел судандики йавропалиқларни тарқақлаштуруш хизмәтлиригә йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: али вәкил җосеп боррел лийуксембургда өткүзүлгән йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғинидин кейин, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у судандики пуқралар вә дипломатларни тарқақлаштуруш хизмитидин қандақ савақ алғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип, йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң тарқақлаштуруш җәрйанида толуқ маслишип һәрикәт қилғанлиқини, буниң киризис мәркизиниң йардимидә ройапқа чиқирилғанлиқини ейтти вә сөзини давамлаштуруп: «бу бир зор мувәппәқийәт. очуқ қилип ейтқанда, бу мениң ойлиғинимдин ешип кәтти. икки күндә 30 қетим айропилан қатниди. мән бундақ қисқа вақит ичидә бу ишларни қилалаймиз дәп ойлапму бақмиғанидим» дегәнләрни қәйт қилди.

бир күндә тәхминән 1500 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини билдүргән боррел, буниң бирликтә һәрикәт қилғанда, немиләрни ройапқа чиқарғили болидиғанлиқини көрситип бәргәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر