белгийә баш министири түркийә билән узун муддәтлик һәмкарлиқни тәкитлиди

белгийә баш министири александер де кро 6-феврал түркийәдә йүз бәргән қаһраманмараш йәр тәврәш апәтлиридин кейин, дөлитиниң һатайда дала дохтурханиси қурғанлиқини вә уларниң узун муддәтлик йардәмлирини давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.

1976538
белгийә баш министири түркийә билән узун муддәтлик һәмкарлиқни тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийә баш министири александер де кро  түнүгүн (17-апрел) кәчтә пайтәхт бирйусселда бир топ мусулман йашлар тәшкиллигән иптар пирограммисиға қатнашти.

александер де кро иптардики нутуқида, түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәштин кейин, белгийә вә түркийәдә йашайдиған түрк җамаитигә һәмкарлиқни тәкитләп: «белгийәдә һәмишә һәмкарлиқ бар, нурғун кишиләр һәр күни йардәм паалийәтлири үчүн актиплиқ билән тиришиватиду» деди.

де кро белгийәниң  һатайда дохтурхана қурғанлиқини әскәртип: «бу дохтурхана һазирму бар, һәр күни 70-80 киши давалиниватиду. бу дохтурхана бизниң у йәрдә узунғичә туридиғанлиқимизни вә йардәм қилидиғанлиқимизни көрситип бериду. түркийәдики йәр тәврәш туйуқсиз вә қорқунчлуқ болған болуши мумкин, әмма кишиләрниң бу апәтни йиңидиғанлиқини билимиз. у йәрни қайта қуруп чиқимиз, техиму күчлүк җәмийәт бәрпа қилимиз. белгийә билән түркийә оттурисидики бу һәмкарлиқ толиму гүзәл» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر