финландийә натоға әза болғандин кейинки тунҗи маневирини ишқа ашурди

финландийә германийә вә португалийә парахотлириниң символлуқ һалда хелсинки портиға ләңгәр ташлиши билән бир шималий атлантик әһди тәшкилати – нато әзаси сүпитидики тунҗи маневирини тамамлиғанлиқини елан қилди.

1975065
финландийә натоға әза болғандин кейинки тунҗи маневирини ишқа ашурди

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә деңиз армийәси байанат елан қилип, германийәниң FGS мекленбург- ворпоммерн вә португалийәниң NRP бартоломейо дийас қоғдиғучи парахотлириниң 16-апрелғичә пайтәхт хелсинкида туридиғанлиқини билдүрди.

парахотлар хелсинки портиға ләңгәр ташлаштин илгири, финландийә деңиз қирғиқи филотиниң финландийә қолтуқида үч финландийә парахоти билән өткүзгән маневирға қатнашти.

шундақ қилип, финландийә нато әзаси сүпитидики тунҗи маневирини тамамлиған болди.

түркийәниң финландийәниң нато әзалиқини мақуллиғанлиқиға даир һөҗҗәтни 1949 – йилидики шималий атлантик  әһдинамсиниң қоғдиси болған америка қошма иштатлириға тапшурушидин кейин, 4- апрел натониң 31 – әзаси сүпитидә тәшкилатқа рәсмий қошулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر