португалийәдә ислам мәркизи һуҗумға учриди
португалийәниң пайтәхти лисбон шәһиридики ислам мәркизигә қилинған пичақлиқ һуҗумда икки адәм қаза қилди.
1966393

түркийә авази радийоси хәвири: португалийә хәвәр агентлиқи лусаниң сақчи мәнбәлиригә асаслинип хәвәр қилишичә, әтигән тәрәпләрдә лисбон шәһиридики ислам мәркизидә афғанистанлиқ бир киши пичақлиқ һуҗум қилған, һуҗумда икки адәм қаза қилған, зораван йариланған, андин у санта мариа дохтурханисиға орунлаштурулған.
һуҗум һәққидә техичә мәлумат берилмигән.
йәнә бир тәрәптин, португалийә баш министири антонийо коста сақчиларниң балдур мудахилә қилип, зораванни дәрһал қолға чүшүргәнликини билдүргән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

русийә армийәси украинаниң пайтәхти кийевға һавадин һуҗум қилди
украина һава мудапиә қисимлири 40 тин артуқ нишанни һавада пачақлап ташлиди.