сүрийәдә америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң  һәрбий базиси һуҗумға учриди

сүрийәниң һәсәки вилайитидә америка қошма иштатлири башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң  һәрбий базиси  учқучисиз һава аппарати һуҗумиға учриди.

1964672
сүрийәдә америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң  һәрбий базиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түнүгүн (23-март) шу җай вақти чүштин кейин саәт 1 йеримда бир учқучисиз һава аппарати америка қошма иштатлири башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәш базисиға һуҗум қилған.

һуҗумда бир америка әскири һайатидин айрилған, алтә америка әскири йариланған.

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири лойд ‍остинниң қаришичә, мәзкур учқучисиз һава аппарати иранға тәвә болуп, ахбарат топлаш мәқситидә ишлитилидикән.

остин бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дегән: «мән пирезидент байдинниң йолйоруқиға асасән, америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштабиға, иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәси билән четишлиқи бар гуруппилар ишлитидиған муәссәсәләргә һава һуҗуми елип бериш һоқуқи бәрдим. америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштабиниң бу һуҗуми, иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәсиниң бүгүнкисиниму өз ичигә алған йеқиндин буйан сүрийәдики иттипақдаш күчлиригә қилған бир қатар һуҗумлириға җаваб тәриқисидә елип берилди.»

министир остин америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби һуҗуминиң, америка һәрбий хадимлирини қоғдаш мәқситидә елип берилғанлиқини әскәртти һәмдә бу қетимқи һуҗумниң җиддийчиликни техиму әвҗ алдуруветиш хәвпини азайтиш нишан қилинған һуҗум икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر