хәлқара атом енергийәси оргини түркийәгә давалаш үскүнилири йоллиди

хәлқара атом енергийәси оргини 6 – февралдики қаһраманмарашни мәркәз қилған йәр тәврәшләр сәвәбидин түркийәни рентиген вә һәр хил көчмә давалаш үскүнилири билән тәминлиди.

1953162
хәлқара атом енергийәси оргини түркийәгә давалаш үскүнилири йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара атом енергийәси оргини байанат елан қилип, вәйран қилғуч йәр тәврәшләр сәвәбидин әвәтилиши пиланланған йүрүшлүк җиддий йардәмләрниң тунҗи бөликиниң түркийәгә әвәтилгәнликини уқтурди.

байанатта, йәр тәврәшләрдин кейин көплигән әза дөләтләр билән бирликтә америка қошма иштатлири билән йапонийәниң бу җәһәттә хәлқара атом енергийәси оргинини қоллиғанлиқи билдүрүлди.

тунҗи түркүм җиддий қутқузуш буйумлириниң ичидә рентиген вә башқа көчмән давалаш үскүнилириниң барлиқиға ишарәт қилинған байанатта, мәзкур үскүниләрниң бу қетимқи йәр тәврәштә бузғунчилиққа учриған үскүниләрниң орнида ишлитилидиғанлиқи қәйт қилинди.

түркийәгә талапәткә учриған өйләрни тәкшүрүштә ишлитилидиған үскүниләрниңму әвәтилидиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, хәлқара атом енергийәси оргини башлиқи рафаел марийано гроссйниң қарашлириғиму  орун берилди.

гроссй йардәм буйумлири бесилған түркийә һава йоллири ширкити йүк айропиланиниң көрүнүшлиригә орун бәргә твиттер учурида, хәлқара атом енергийәси оргининиң тунҗи түркүм йардәмлириниң түркийәгә йетип барғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر