иран кәң көләмлик маневир башлиди

иран кәң көләмлик һава мудапиә маневирини башлиди.

1952752
иран кәң көләмлик маневир башлиди

һәрбий түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләтлик телевизийә истансисиниң хәвиригә қариғанда, «вәлайәт сәмаси қоғдиғучилири 1401» намлиқ һәрбий маневир иран армийәси билән инқилабий муһапизәтчиләр армийәси һава мудапиә қисимлириниң қатнишиши билән башланған.

иран армийәси биригада командири қадир рәһимзадә маневир һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бирләшмә алаһидә һава мудапиә маневириниң дәсләпки қисми дөләтниң ғәрбий шимали, ғәрби вә мәркизидики һава саһәлиридә елип берилиду. маневирниң ахирқи қисми дөләтниң һава тәвәликиниң тәхминән үчтин икки қисмида, йәни 1 милйон кивадрат километирлиқ һава саһәсидә елип беилиду.»

рәһимзадә маневирда уруш айропиланлири, учқучисиз айропиланлар, радарлар, електронлуқ уруш әслиһәлири вә хәвәрлишиш системилириниң ишлитилидиғанлиқини әскәртти.

у, маневир давамида 100 дин артуқ айропилан арқилиқ дөләтниң йадро, һәрбий вә иқтисадий мәркәзлиригә қилинғуси һуҗумларға қарши  һава мудапиә системилири иқтидариниң синақ қилинидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر