таҗикистандики қар көчүш вәқәлиридә қаза қилғанлар сани 17 гә йәтти

таҗикистан җиддий әһваллар комитети байанат елан қилип, таҗикистандики қар көчүш вәқәлиридә қаза қилғанлар саниниң 17 гә йәткәнликини уқтурди.

1947644
таҗикистандики қар көчүш вәқәлиридә қаза қилғанлар сани 17 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: таҗикистан җиддий әһваллар комитети байанат елан қилип, йеқинқи күнләрдә дөләтниң тағлиқ районлирида йүз бәргән қар көчүш вәқәлиридә, 16 нәпири бәдәхшан аптоном районида, бири пайтәхт дүшәнбигә йеқин йәрдики варзоб – дүшәнбә ташйолида болуп, җәмий 17 кишиниң қаза қилғанлиқини уқтурди.

йеқинқи күнләрдә 100 гә йеқин қар көчүш вәқәсиниң йүз бәргәнлики вә хәтәрниң йәнила давам қиливатқанлиқи тәкитләнгән байанатта, издәш вә қутқузуш әтрәтлириниң апәт районидики хизмәтлирини давамлаштуруватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, пайтәхт душәнбә билән дөләтниң шималини туташтуридиған душәнбә-чанак ташйолини өз ичигә алған бир қисим ташйолларниң қар көчүш сәвәбидин қатнашқа тақалғанлиқиға ишарәт қилинди.

таҗикистан даирилири түнүгүн (16-феврал) байанат берип, дөләтниң тағлиқ районлирида қар көчүш вәқәлири йүз берип, 13 кишиниң қаза қилғанлиқини, 12 кишиниң йариланғанлиқини, апәттә төт өйниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини, 35 туралғу, бәш сех һәмдә районниң ул- әслиһәлириниң еғир зийанға учриғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر