перуда һөкүмәткә қарши намайиш давамлашмақта

перуда йеңи пирезидент дина болуартениң истепа беришини тәләп қилип, 11 -декабирда башланған миңлиған кишилик коча намайиши давамлашмақта.

1946712
перуда һөкүмәткә қарши намайиш давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: перу мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, болупму пайтәхт лима қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә йүрүш қиливатқан намайишчилар бихәтәрлик қисимлири билән пат-пат тоқунушқан. намайишчиларниң таш вә молотофлири билән қилған һуҗумиға, сақчилар йаш аққузуш бомбиси билән җаваб қайтурған вә нурғун кишиләрни қолға алған.

йүз бәргән вәқәләрдә, 20 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлмәктә.

йәнә бир тәрәптин, һөкүмәт пайтәхт лима вә дөләтниң җәнубидики бәзи шәһәрләрдә 15 - йанвар(2023) елан қилинған бир айлиқ җиддий һаләтни  30күн узартқанлиқини елан қилди.

перу мәтбуатлириниң хәвәрлиригә қариғанда, 11 - декабирдин (2022) буйанқи намайишта җәмий 64 киши қаза қилған, йариланғанларниң сани 1700 дин ешип кәткән.

перудики намайиш сабиқ пирезидент педро кастиллониң 7-декабирда парламент тәрипидин вәзиписидин елип ташлиниши билән башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر