сүрийәдә җенидин айрилғанлар 2500 дин ашти

каһраманмарашта йүз бәргән вә әтраптики районларға тәсир қилған 7.7 вә 7.6 баллиқ йәр тәврәшләрдә, сүрийәниң охшимиған җайлирида җенидин айрилғанларниң сани 2 миң 530 ға, йариланғанлар сани 4 миң 645 кә йәтти.

1943716
сүрийәдә җенидин айрилғанлар 2500 дин ашти

түркийә авази радийоси хәвири:  сүрийәниң идлиб, һәләб, һама, лазқиййә вә тартус вилайәтлиридә, издәш-қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.

бәшшар әсәд һакимийити сана хәвәр агентлиқиниң мәлуматлирида қәйт қилинишичә, һәләб, лазқиййә, һама вә тартус вилайәтлиридә бәшшар әсәд һакимийитиниң контроллуқидики районларда 1250 киши җенидин айрилған, 2 миң 45 киши йариланған.

сүрийә өктичилириниң контроллуқидики районларда нурғун биналар өрүлүп чүшкән.

сүрийә кишилик һоқуқ тори, хәлқ қоғдиниш тәшкилати, йәрлик мәсуллар вә сәһийә тармақлиридин елинған мәлуматларда көрситилишичә, идлиб вә фират қалқини, зәйтун шеии һәрбий һәрикәтлири районлирида, әң аз дегәндә 1280 киши җенидин айрилған, 2 миң 600 дин артуқ киши йариланған.

өктичиләрниң контроллуқидики районлирида давамлишиватқан издәш-қутқузуш хизмәтлиригә сүрийә миллий армийәсиму қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر