боррел түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш үстидә тохталди

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшкә қайғурғанлиқини билдүрди.

1943669
боррел түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәшкә қайғурғанлиқини билдүрүп, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән алақилишиватқанлиқини вә йавропа иттипақи дөләтлири болуш сүпити билән қолидин келишичә йардәм қилишқа тиришиватқанлиқлирини ейтти.

боррел белгийә пайтәхти бирйусселда түркийә мухбирлириға байанат бәрди.

боррел 6-февралда қаһраманмарашта йүз бәргән 7.7 вә 7.6 бал йәр тәврәштә җенидин айрилғанларға тәзийә билдүрүп: «йәр тәврәштин интайин қайғурдум. бу бир чоң паҗиә. мән достум (ташқи ишлар министири) мәвлүт чавушоғлу билән алақилишиватимән. қутқузуш әтрәтлири вә давалаш буйумлири қатарлиқ биз әвәтәләйдиған йардәмләрни ашуруп йоллаймиз. йавропа иттипақиға әза барлиқ дөләтләр һәрикәткә өтти» деди.

боррел икки тәрәп мунасивәтлири үстидиму тохтилип, түркийәни «йавропа иттипақиға нисбәтән муһим әһмийәткә игә шерик» дәп баһалиди вә «түркийә билән болған мунасивитимиз илгирикигә қариғанда техиму муһим вә сәзгүр һалға кәлгән вәзийәттә турмақта» деди.

боррел түркийәниң шәрқий ақдеңиз, ливийә, кавказ вә украина қатарлиқ мурәккәп бир районниң мәркизигә җайлашқан дөләт икәнликини әскәртип, түркийәниң муһим актийор икәнликини, бу қетим қара деңиз ашлиқ келишимидә һалқилиқ рол ойнайдиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر