әгә деңизида көчмәнләр кемиси чөкүп кетип 4 адәм өлди

әгә деңизида тәртипсиз көчмәнләр олтурған кеминиң чөкүп кетиши нәтиҗисидә 4 киши һайатидин айрилди.

1943220
әгә деңизида көчмәнләр кемиси чөкүп кетип 4 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәниң (ERT) агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мидилли арили деңиз саһиллирида тәртипсиз көчмәнләр олтурған кемә провоскида районида ташларға соқулуп кәткән.

қазада кемидики 41 кишидин 4 и һайатидин айрилған, 16 си қутқузувелинған.

шиддәтлик боран – чапқунниң тәсиридә көп санда киши йоқап кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر