исираилийә украинаға «төмүр қуббә» әвәтиш еһтималини ойлишиду

исираилийә баш министири нетанйаһу украинаға «төмүр қуббә» һава қалқан системиси әвәтиш еһтимали үстидә ойлишидиғанлиқлирини билдүрди.

1942210
исираилийә украинаға «төмүр қуббә» әвәтиш еһтималини ойлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нетанйаһу фирансйә зийарити даирисидә фирансйәниң «LCI» қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, 24-февралдин (2022) буйан давамлишиватқан украина-русийә уруши вә иранға мунасивәтлик байанатларни елан қилди.

у украина-русийә уруши үстидә тохтилип: «урушниң ахирлишиши үчүн һәммимиз ролимизни җарә қилдурушимиз керәк» деди.

у сөзидә, украинани қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.

у «төмүр қуббә» һава қалқан системисини украинаға әвәтишни ойлашқан йаки ойлашмайватқанлиқи һәққидики соалға: «һәә, ойлишиватимиз» дәп җаваб бәрди.

у исираилийәдә йеңи һөкүмәтниң асасән дегүдәк тәшкиллинип болғанлиқини әскәртип, әмдики нөвәттә омумий сийасий йөнилишини бәлгиләйдиғанлиқлирини вә бу мәсилини ойлишидиғанлиқлирини қәйт қилди.

«төмүр қуббә» һава қалқан системисини украинаға әвәтиш тоғрисида ениқ вәдә берәлмәйдиғанлиқини тәкитләп, әгәр украина вә русийәниң тәлипи, американиң иҗабий қариши қатарлиқ охшимиған шәртләр бир йәргә кәлсә, русийә билән украина оттурисида мурәссәчи болуш ролини үстигә елишни ойлишидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر