донетскта бир бинаға башқурулидиған бомба чүшти

украинаниң донетск районида русийәниң башқурулидиған бомбисиниң бир туралғу бинасиға чүшүши нәтиҗисидә, үч киши җенидин айрилип, сәккиз киши йариланди.

1940962
донетскта бир бинаға башқурулидиған бомба чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: украина дөләтлик җиддий хизмәтләр идариси донетск районида русийә башқурулидиған бомбисиниң бир туралғу бинасиға чүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, донетск райониниң краматорск шәһиридики бир бинаға башқурулидиған бомбиниң чүшүши нәтиҗисидә, төт қәвәтлик бинаниң өрүлүп чүшкәнлики билдүрүлди.

байанатта, издәш-қутқузуш хадимлириниң бина харабилики астидин үч кишиниң җәситини чиқарғанлиқи, икки кишини қутқузувалғанлиқи билдүрүлди, сәккиз кишиниң йариланғанлиқи әскәртилди.

украина пирезиденти володимир зеленский башқурулидиған бомба һуҗумида нурғун пуқраларниң җенидин айрилғанлиқини вә харабилик астида қалғанлиқини билдүрүп: «бу хил тирагедийәләрниң тәкрар йүз бериш еһтималини нөлгә чүшүрүш үчүн, бу рәзилликни йеңиш керәк» деди.

зеленский җенидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлири вә туғқанлириға тәзийә билдүрди, җинайәтчиләрниң чоқум җазалинидиғанлиқини сөзлиригә қошумчә қилди.

украина қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, йеқинқи 24 саәттә русийә армийәсиниң донетск районидики славйанск, краматорск вә друҗкивка аһалиләр райониға алтә данә башқурулидиған бомба атқанлиқини, төт қетим һава һуҗуми қилғанлиқини, ракета системилири билән 73 қетим һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

байанатта мундақ дейилди:

«дүшмәнниң һуҗумлирида пуқралар җенидин айрилди.»

байанатта йәнә, украина армийә қисимлириниң донетск вә лухансктики аһалиләр районида, русийә армийәсини чекиндүргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر