америка авам палатасида «йуқум ахирлашти» намлиқ қанун лайиһәси қобул қилинди

америка авам палатасида «19-ковид» йуқуми сәвәбидин елан қилинған «дөләтлик җиддий һаләт» ниң дәрһал ахирлаштурулушини нишан қилған «йуқум ахирлашти» намлиқ қанун лайиһәси қобул қилинди.

1940457
америка авам палатасида «йуқум ахирлашти» намлиқ қанун лайиһәси қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка җумһурийәтчиләр партийәси әзалири көп санлиқни игиләйдиған авам палатасида, «19-ковид» йуқуми сәвәбидин 2020 - йили доналд трампниң пирезидентлиқ дәвридә елан қилинған «аммиви сағламлиқ җиддий һалити» ни дәрһал ахирлаштурушни нишан қилған қанун лайиһәси авазға қойулди.

«йуқум ахирлашти» намлиқ бу қанун лайиһәси ,210 рәт авазға қарши 220 қоллаш авази билән қобул қилинди.

җумһурийәтчиләр партийәси авамниң саламәтликигә мунасивәтлик йуқум билән бирликтә башланған ваксина әмләш вә маска тақаш мәҗбурийити қатарлиқ бир қатар бәлгилимиләргә қарши чиқип келиватқан болуп, америка пирезиденти җо байдинниң бултур «19-ковид йуқуми ахирлашти» дәп байанат елан қилғанлиқини асас қилған һалда, бу қанун лайиһәсини күнтәртипкә елип кәлгән иди.

ақсарай башқуруш вә хамчот ишханиси түнүгүнки (31-йанвар) байанатида, «19-ковид» сәвәбидин «дөләтлик җиддий һаләт» вә «аммиви сағламлиқ җиддий һалити» ниң, сәһийә системисидики қалаймиқанчилиқ һәмдә ениқсизлиқниң алдини елиш үчүн 11 - майда (2023) бекар қилинидиғанлиқини елан қилған иди.

мәзкур қанун лайиһәсиниң демократчилар көп санлиқни игиләйдиған кеңәш палатасида мақуллинишидин үмид йоқ. пирезидент байдин әгәр кеңәш палатасидиму мақулланған тәқдирдә бу қанун лайиһәсини рәт қилидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر