столтенберг нато-йапонйә мунасивитини күчәйтишкә чақирди

нато баш катипи столтенберг украина-русийә уруши кәлтүрүп чиқарған дийави тәһдитләргә ишарә қилип, иттипақ билән йапонийә оттурисида техиму күчлүк мунасивәтләрни орнитишни чақириқ қилди.

1940042
столтенберг нато-йапонйә мунасивитини күчәйтишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг шәрқий асий зийарити рамкисида йапонийәгә йетип кәлди. у пайтәхт токйониң шималиға җайлашқан йапонийә һава армийәсиниң ирума базисини зийарәт қилди.

у бу йәрдә қилған сөзидә, 24-февралда (2022) башланған украина-русийә уруши үстидә тохталди.

у: «украинадики уруш һәммимиз үчүн муһим. әгәр русийә пирезиденти владимир путин украинада ғәлибә қилса, украиналиқлар үчүн тирагедийә болиду. шундақла дунйадики мустәбит рәһбәрләр үчүнму хәтәрлик сигнал болиду. чүнки һәрбий күч ишлитилгәндә мәқсәтни билдүридиған сигнал болиду» деди.

у украина-русийә уруши кәлтүрүп чиқиридиған дунйави тәһдитләр үстидә тохтилип: «украинадики уруш бихәтәрликимизниң бир-бири билән зич мунасивәтлик икәнликини көрситип бәрди. нато-йапонийә арисида техиму күчлүк мунасивәтләрни орнитиш керәк. нато билән қиммәтлик шерикимиз йапонийә оттурисидики шерикчилик мунасивәтни техиму күчәйтишниң амали бар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر