конгодики тоқунушларда йеқинқи 6 һәптә ичидила 200 дин артуқ пуқра қаза қилди

конго демократик җумһурийитидики тоқунушлар сәвәбидин йеқинқи алтә һәптә ичидә 200 дин артуқ пуқраниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

1937508
конгодики тоқунушларда йеқинқи 6 һәптә ичидила 200 дин артуқ пуқра қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқи (UNHCR) байанатчиси евҗин бйун конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики тоқунушлар сәвәбидин йеқинқи алтә һәптә ичидә 200 дин артуқ пуқраниң җенидин айрилғанлиқи һәққидә учур һәмбәһирлиди.

пуқраларға қаритилған һуҗумларниң қораллиқ гуруппилар тәрипидин елип берилғанлиқини тилға алған байанатчи бийун, һуҗумларниң итури вә шималий киву райониға мәркәзләшкәнликини әскәртти.

у һуҗумда 2 миңға йеқин өйниң вәйран қилинғанлиқини, 80 мәктәпниң тақалғанлиқини уқтурди.

у йәнә, тоқунуш сәвәбидин бултурға (2022) қәдәр җәмий 500 миңға йеқин кишиниң райондин көчүшкә мәҗбур болғанлиқини әскәртти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر