сомали армийәси харардһере шәһирини қайта контрол астиға алди

сомали армийәси 12 йилдин буйан террорлуқ тәшкилати әшшәбабниң контроллуқидики харардһере шәһирини қайтидин контирол астиға алди.

1934035
сомали армийәси харардһере шәһирини қайта контрол астиға алди

түркийә авази радийоси хәвири: сомали дөләт мудапиә министири абдулқадир муһәммәд нур террорлуқ тәшкилати әшшәбабниң контроллуқидики харардһере шәһирини тоқунушсиз һалда контирол астиға алғанлиқлирини уқтурди.

министир нур галкад вә селдер шәһәрлириниңму террорлуқ тәшкилатидин қайтурувелинғанлиқини билдүрди.

террорлуқ тәшкилати әшшәбаб қолға киргүзүвалған тунҗи шәһәрләрдин бири болған харардһере шәһири, мәзкур террорлуқ тәшкилатниң мәркәзлиридин бири иди.

игилинишичә, бир тәрәптин, террорлуқ тәшкилати әшшәбабқа қарита зәрбә бериш һәрикәтлири давамлашмақта икән. йәнә бир тәрәптин, террорлуқ тәшкилати әшшәбаб шәһәр – кәнтләр вә йеза – қишлақларға пат – пат һуҗум қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر