русийә президенти виладимир путин хитайда зийарәттә болиду

русийә пирезиденти виладимир путин 16-, 17-май күнлири ши җинпиңниң тәклипигә бинаән хитайда дөләт ишлири зийаритидә болиду.

2139463
русийә президенти виладимир путин хитайда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: игилинишичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән русийә пирезиденти виладимир путин кәң даирилик һәмкарлиқ вә өзара истратегийәлик алақигә мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрни тәпсилий музакирә қилидикән. русийә- хитай әмәлий һәмкарлиқини йәниму тәрәққий қилдурушниң асасий йөнилиши бекитилидиған учришишта, хәлқара вә районниң нөвәттики мәсилилири тоғрисидиму пикир алмаштурулидикән.

сөһбәтләрдин кейин, икки дөләт рәһбириниң  қошма байанат елан қилиши вә бир қисим икки тәрәплик һөҗҗәтләргә имза қойуши пиланланмақта икән.

путин билән ши икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқи вә русийә-хитай мәдәнийәт йиллири йолға қойулғанлиқиниң 75 йиллиқи мунасивити билән өткүзүлидиған кечилик паалийәткә иштирак қилидикән.

русийә пирезиденти путинниң хитай баш министири ли чйаң билән көрүшүп, сода, иқтисад вә инсанпәрвәрлик саһәлиридики икки тәрәплик һәмкарлиқни музакирә қилидикән.

путин йәнә хейлоңчйаң өлкисиниң мәркизи харбинға берип, 8-нөвәтлик русийә- хитай йәрмәнкиси вә 4-нөвәтлик русийә- хитай районлуқ һәмкарлиқ мунбириниң ечилиш мурасимиға қатнишидикән.

хитай америка қошма иштатлири билән болған җуғрапийәлик сийасий риқабәт вә асийа-тинч окйандики җиддийлик күнсери күчийиватқан бир пәйттә, украина билән болған уруш сәвәбидин мушуниңға охшаш хирисларға дуч келиватқан русийә билән йеқинлишиш сийаситини йолға қоймақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر