белгийә маракәшлик имамни чеградин қоғлап чиқарди

илгири фирансийә чеградин қоғлап чиқириш қарари алғандин кейин, белгийәгә қечип кәткән маракәшлик имам һәсән икйуссен бирйуссел һөкүмити тәрипидин чеградин қоғлап чиқирилди.

1932823
белгийә маракәшлик имамни чеградин қоғлап чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: һәсән икйуссен маракәшкә сүргүн қилинғандин кейин белгийәниң панаһлиниш вә көчмәнләр ишлириға мәсул министири никол де мор йазма байанат елан қилди.

никол де мор ашқунлуқни қоллайдиған кшиләрниң белгийә земинида айлинип йүрүшигә йол қойуши мумкин әмәсликини тәкитләп, «бу йәрдә туруш һоқуқи болмиған һәммәйлән чеградин қоғлап чиқирилиши керәк» деди вә бу мәсилидә фирансийә билән йахши һәмкарлашқанлиқини билдүрди.

маракәшлик имам һәсән икйуссен болса, иҗтимаий таратқуларда тарқитилған көрүнүшләрдә касабланка айродоромида аилә әзалири тәрипидин қарши елинғанлиқини вә маракәш даирилириниңму өзини йахши қарши алғанлиқини билдүрди.

маракәш даирилири һәсән икйуссенниң чеградин қоғлап чиқирилишиға қарита вә униң үстидики әйибләшләргә қарита техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.

фирансийә ички ишлар министири гералд дарманин 28 - ийул тивиттер һесабида һәмбәһирлигән байанатида, «маракәшлик имам франсийәниң қиммәт қарашлириға, секуларизм вә әр айалларниң баравәрлик пиринсиплириға  зит сөзләрни қилди. шуңа фирансийәдин қоғлап чиқирилиду» дегән иди.

париждики мәмурий сот мәһкимиси 5 - авғустта министир гералд дарманинниң һәсән икйууссенни чеградин қоғлап чиқириш тәлипини вақтинчә тоңлитишни қарар қилған иди.

фирансийә дөләт кеңиши 30 - авғустта мәмурий сотниң бу қарарини әмәлдин қалдуруп, маракәшлик имамниң чеградин қоғлап чиқирилишиға  йешил чирағ йеқип бәргән иди.

һәсән икйууссенниң фирансийәдин қоғлап чиқириш қараридин кейин, белгийәгә қечип кәткәнлики вә сентәбирниң ахирида белгийәдә назарәткә елинғанлиқи билдүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر