һиндонезийә пирезиденти еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири үчүн кәчүрүм сориди

һиндонезийә пирезиденти җоко видодо дөлитидә илгири йүз бәргән «еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири» үчүн кәчүрүм сориди.

1931811
һиндонезийә пирезиденти еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири үчүн кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: видодо пайтәхт җакартадики пирезидентлиқ мәһкимисиниң тор бетидә елан қилинған сөзидә: «пирезидент болуш сүпитим билән, йүз бәргән нурғун вәқәләрдә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң садир болғанлиқини һәқиқий әқил вә виҗдан билән қобул қилимән» деди.

мәзкур дәпсәндииликләрдин чоңқур әпсуслинидиғанлиқини тилған алған видодо, өзиниң зийанкәшликкә учриғучилар вә уларниң аилә-тавабиатлириға һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүрди.

у,  1965-2003-йиллири арисидики һөкүмәт армийәсиниң  бастуруши җәрйанида еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики садир қилинған 12 гә йеқин вәқәни мисал қилип, дөләт намидин кәчүрүм сориди.

генерал сухарто башчилиқидики армийәниң 1965 - йили сийасий өзгириш қозғап дөләтни өткүзүвелишидин кейин, һиндонезийә зораван бастуруш, қолға елиш вә қатиллиқ қилмишлириға шаһит болди.

кәң көләмлик намайишлар 1998-йили сухартониң 30 йиллиқ мустәбит һөкүмранлиқини ағдуруп ташлиған болсиму, әмма бу җәрйанда нурғун оқуғучилар тутқун қилинған, өлтүрүлгәниди.

җәзмләштүрүлмигән санлиқ мәлуматларға қариғанда, алдинқи әсирниң 60-йиллирида кәм дегәндә 500,000 адәм зораванлиқ вәқәлиридә қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر