непалда бир мавчи баш министир болди

непалда 20 – нойабирда өткүзүлгән парламент сайлимидин кейин, мавчилар мәркизий коммунистик партийәси (CPN-MC) ниң рәһбири пушпа камал дахал баш министирлиққа тәйинләнди.

1923879
непалда бир мавчи баш министир болди

түркийә авази радийоси хәвири: непалниң алдинқи қатардики сийасийонлири вә дипломатлири дахалниң пайтәхт катмандодики пирезидентлиқ мәһкимисидә өткүзүлгән қәсәм бериш мурасимиға қатнашти.

дахал һөкүмәт кабинетида орун алидиған үч муавин баш министир вә төт министирни вәзипигә тәйинлиди.

алдимиздики бир нәччә күн ичидә, кабинетқа тәйинлинидиған йеңи министирларниң бекитилиши мөлчәрләнмәктә.

ләқими «прачанда» дәпму атилидиған дахал илгири 2009-2008 вә 2017-2016-йиллири арисида икки қетим баш министирлиқ вәзиписини өтигән болуп, түнүгүн (25-декабир) пирезидент бандари тәрипидин қайтидин баш министирлиққа тәйинләнди.

мавчиларниң рәһбири дахал 275 кишилик авам палатасида непал бирләшмә маркисизм, ленинизм компартийәсидин сәккиз, өз партийәиси болған мавчилар мәркизий коммунистик партийәси CPN-MC дин 32, растрийа сватантра партийәсидин 20, растрийа параҗатантира патийәсидин 14, җанта самаҗбади партийәсидин 12, җанамат партийәсидин алтә, нагарак умникти партийәсидин төт вә мустәқил вәкилләрдин үч нәпәр парламент әзаси болуп, җәмий 169 әзаниң қоллишиға еришип, көп санлиқни қолға кәлтүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر