талибан афғанистанда университеттики қизларниң маарипини тохтатти

талибан вақитлиқ һөкүмити алий маарип министирлиқиниң байанатчиси һафиз зийа һашим барлиқ дөләт игилидики вә хусусий университетларға йаш қизларниң оқушиға алақидар бәлгилимә әвәтишкә буйруқ чүшүрди.

1921733
талибан афғанистанда университеттики қизларниң маарипини тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: бәлгилимидә министирлар кеңишиниң қарари билән университетлардики қиз оқуғучиларниң маарипи иккинчи бәлгилимә елан қилинғучә тохтитилғанлиқи билдүрүлди.

афғанистандики пүтүн университетларда қизларниң синипи, дәрс вақитлири вә йатақлири айрим икәнликигә қаримастин, талибан һөкүмитиниң қизларни оқуштин тохтитиш бәлгилимиси һәмминиң диққитини тартти.

америка ташқи ишлар минстирлиқи байанатчиси нед прайс талибанниң университеттики қиз оқуғучиларниң маарипини вақтинчә тохтитиш қарарини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини, американиң буниңға ембарго  билән җаваб қайтуридиғанлиқини ейтти.

нед прайс талибанниң бу қарари билән афғанистан нопусиниң йеримини алий маариптин мәһрум қилидиғанлиқини тәкитлиди. афғанистан айаллириниң һәр йили иқтисадқа 1 милйард доллардин артуқ төһпә қошуватқанлиқини әскәртип, талибанниң бу төһпигә тосқунлуқ қилмақчи болуватқанлиқини билдүрди.

өткән йили 15 - авғустта афғанистан һакимийитини алқиниға алған талибан, қизларниң башланғуч мәктәп вә университетларда билим елишиға рухсәт қилған вә университетларда йаш қиз - оғулларниң дәрс  елиш күнлирини айривәткән иди. қизлар өз нөвети болған күнләрдә оқушини давамлаштуралайтти. әмма қизларниң оттура вә толуқ оттура мәктәпләрдә оқушини давамлаштурушиға йол қоймиған иди.

талибан әмәлдарлири қизлар мәктәплириниң «ислам рамкиси ичидә» қайта тәшкиллинидиғанлиқини вә пат йеқинда қайта ечилидиғанлиқини елан қилған болсиму, техичә мәктәпләр ечилмиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر